Credits
AUSFÜHRENDE KÜNSTLER:INNEN
Дервиши
Künstler:in
KOMPOSITION UND LIEDTEXT
Д.Бахаров
Komponist:in
И.Тохтияров
Songwriter:in
Songteksten
Яшлиғимсән, шатлиғимсән,
Ярәй тәң – тушлар.
Есил ғәзнәм, байлиғимсән,
Жанәй тәң – тушлар.
Һәр қачанда мән силәргә,
Тәшнамән – тәшна.
Бу өмүргә, гүл өмүргә,
Болғандәк әшна.
Тәң – тушлар һәй қаяшлар,
Қәдирдәнлар жан достлар.
Бәхтимизгә һәр заман,
Күлүп бақсун нур асман.
Һаятта бар болуңлар,
Тәң – тушлар жанәй достлар.
Дәстиханда жәм болуп – һәй,
Хошал яйрап күлүңлар.
Қол елишип чар бағларда,
Яйрап, күләйли.
Шерин һаят ләззитини,
Биллә сүрәйли.
Тәң – тушлар жан, дилкәш достлар,
Өмүр дастаним.
Майсиләргә бағрим яққан,
Бағу бостаним.
Шох күлкәңлар, шат күлкәңлар,
Жанға арамдәк.
Гүлгә орап бар аләмни,
Баһар қайтқандәк.
Беғим силәр,теғим силәр,
Қучаққа алған.
Хушвақ күлгән чеғим силәр,
Көз ачқан арман.
Written by: Д.Бахаров, И.Тохтияров